шолз вухән вируси башланғандин буйан хитайни зийарәт қилған тунҗи чәт әл рәһбири болуп қалди

германийә баш министири олаф шолз хитай рәиси ши җинпиң билән бейҗиңда көрүшти.

1902339
шолз вухән вируси башланғандин буйан хитайни зийарәт қилған тунҗи чәт әл рәһбири болуп қалди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай шинхуа агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, хитай рәиси ши олаф шолз баш министир болғандин кейинки тунҗи хитай зийаритиниң, икки дөләт оттурисида өзара чүшиниш вә ишәнчни күчәйтидиғанлиқини, охшимиған саһәләрдики һәмкарлиқларни техиму чоңқурлаштуридиғанлиқини  вә өзара мунасивәтләрни тәрәққий қилдуридиғанлиқи үчүн муһим пурсәт икәнликини тәкитлигән.

у бу йилниң (2022) германийә-хитай  дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 50-йили икәнликини хатирилитип, аридин өткән 50 йилниң, икки тәрәп оттурисида өзара һөрмәт қилишни, охшимаслиқларни қоғдап ортақ асас бәрпа қилишни, бир-биридин өгинишни вә өзара тәсир қилишни, ортақ мәнпәәткә тайанған һәмкарлиқларни давамлаштурған әһвалда, өзара мунасивәтләрниң тоғра йолда тәрәққий қилидиғанлиқини испатлиғанлиқини әскәрткән.

германийә баш министири шолз вухән вируси (Kovid-19) башланғандин буйан хитайни зийарәт қилған G7 дөләт гуруһиға әза тунҗи дөләт рәһбири, шундақла хитай компартийәсиниң өткән һәптә (2022-йили 22-өктәбир) ахирлашқан 20-қурултийидин кейин хитайни зийарәт қилған тунҗи чәт әл рәһбири болуп қалди.

хитай рәиси ши җинпиң бәш йилда бир қетим өткүзүлидиған компартийә қурултийида йәнә бир қетим компартийә мәркизий комитетиниң секритари болуп сайлинип, мав зедоңдин кейин партийә рәһбәрликини икки нөвәттин көп үстигә алған тунҗи хитай болуп қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر