русийәниңму җаза лагери қуруватқанлиқи илгири сүрүлди

ақсарай байанатчиси карин җен пйер(Karine Jean-Pierre) русийәниң дөләтниң ғәрби вә украинаниң шәрқидә миңларчә украина пуқрасини тутқун қилип, сорақ қилидиған һәмдә хорлайдиған җаза лагерлири қурғанлиқиға мунасивәтлик ахбаратниң барлиқини ейтти.

1877254
русийәниңму җаза лагери қуруватқанлиқи илгири сүрүлди
Karin Jan-Pyer.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка ақсарай байанатчиси карин җен пйер күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, б д т иәвпсизлик кеңишидә «русийәниң асмилатсийә һәрикити» тоғрисида йиғин ечилғанлиқини билдүрди.

у кремилниң украиналиқларни түрмигә солап, көчүшкә мәҗбурлаватқанлиқини билдүрүп: «биздә русийәниң шәрқи вә ғәрбидә җаза лагерлири барлиқи, у йәрдә миңлиған украиналиқларни тутуп турғанлиқи, сорақ қилғанлиқи вә бәзидә хорлиғанлиқи тоғрисида учур бар» деди.

америка ташқи ишлар министири антони блинкенму твиттерда: «путин вә кремилниң бундақ системилиқ җинайәтлири җазаға тартилмай қалмайду. бу вәһшийликләрни садир қилғучиларни җавабкалиққа тартимиз. америка вә шериклиримиз сүкүт қилмайду. украина вә униң пуқралири адаләткә еришишкә лайиқ» деди.

у йәнә, русийәниң украиналиқларни тутқун қилип, охшимиған районлардки җаза лагерлириға солиғанлиқини байана қилған бир видеониму һәмбәһирлиди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси нед прайсму учур һәмбәһирләп: «америка русийәни украинада ишғал қиливалған районларда системилиқ тутқун қилиш вә мәҗбурий чеградин қоғлап чиқиришни дәрһал тохтитишқа чақириду. шериклиримиз билән бирликтә дунйаға бу һәқиқәтни билдүримиз» деди.

америка дөләтлик ахбарат идариси бир хәритә елан қилип, русийәниң украинада ишғал қилған районларда украиналиқларни тутқун қиливатқанлиқини, тутқун қилинғанларниң бәзилириниң русийәниң һәр қайси районлириға елип кетилгәнликини, бәзилириниң қолға елинғанлиқини йаки хорланғанлиқини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر