америкада ташландуқ йүк машинисида өлгәнләрниң сани 51 кә йәтти

американиң тексас иштатиға қарашлиқ сан антонийо шәһиридә ташландуқ йүк машинисида тепилған көчмәнләр җәситиниң сани 51 кә йәтти.

1849551
америкада ташландуқ йүк машинисида өлгәнләрниң сани 51 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: даириләр сан антонийода ташландуқ йүк машинисидин байқалған җәсәтләрниң санини дәсләптә 46 дәп елан қилған иди.

йүк машинисида һайат қалған вә балнестқа елинған 4 кичик балини қошқанда җәмий 16 кишидин 5 нәпириниң кейинчә дохтурханида қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

қанунсиз һалда америкиға кирмәкчи болған вә қанунсиз ишчилар икәнлики тәхмин қилинған җәнубий америкалиқ көчмәнләрдин 22 нәпириниң мексика пуқраси, 7 нәпириниң гватемала пуқраси, 2 нәпириниң гондурас пуқраси икәнлики, қалғанларниң болса салаһийәт тәкшүрүлиши техи тамамланмиғанлиқи уқтурулди.

сан антонийо сақчи идариси башлиқи вилйам мекманус дүшәнбә күни чүштин кейин сан антонийоға йеқин бир чөл йолида ташландуқ йүк машинисидин йардәм тәләп қилған авазлар аңлиғанлиқини, мәсулларға әһвал йәткүзүлгәндин кейин йүк машиниси тәкшүрүлгәндә ичидә җәсәтләрниң байқалғанлиқини билдүргән иди.

мекманус ташливетилгән йүк машинисиниң шопури вә униң йенидики икки кишиниң нәзарәткә елинғанлиқини билдүргән әмма исмини ашкарилимиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر