токйо 150 йилдин буйанқи әң иссиқ һава долқуниға дуч кәлди

йапонийәниң пайтәхти токйо вә әтрапи, 150 йилдин буйанқи әң иссиқ ийун ейини баштин кәчүрди.

1849791
токйо 150 йилдин буйанқи әң иссиқ һава долқуниға дуч кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: токйо вә униң әтрапи 1951 - йилдин буйанқи әң қисқа йамғур пәслини арқида қалдуруп, пәвқуладдә йуқири температураға дүч кәлди.

йапонийәдики қаттиқ иссиқ бүгүнму тәсирини давамлаштурмақта.

пайтәхт токйо бу йил ийунда, 1875-йилдин буйанқи әң иссиқ һава долқунниң тәсиригә учриди, пайтәхтниң һава температуриси уда 5 күн бойичә 35 градустин ешип кәтти.

токйониң ғәрбий шималидики исәсаки шәһири 40.2 селсийә градуслуқ температура рекортини йаратти.

йәнә бир тәрәптин, һөкүмәт енергийә кризиси йүз бериш еһтималиға қарши хәлқни токни теҗәшкә чақирди вә зөрүр болмиған шараит астида енергийә исрапидин сақлиниш керәклики һәққидә агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر