бирйусселдики айродурумлар айропилан сәпәрлирини тохтатти

белгийәдики охшимиған ишчилар уйушмилириниң чақирқи билән, хизмәтчиләр бүгүн (2022-йили 20-ийун) хизмәт шараитлири вә маашлириниң йахшилинишини тәләп қилип иш ташлайду.

1845604
бирйусселдики айродурумлар айропилан сәпәрлирини тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәдики охшимиған ишчилар уйушмилириниң чақирқи билән, хизмәтчиләр бүгүн хизмәт шараитлири вә маашлириниң йахшилинишини тәләп қилип иш ташлайду.

иш ташлашқа, бирйусселдики айродурумларниң аманлиқ сақлаш хадимлириму иштирак қилиду.

йолучилар вә чамаданларни бихәтәрлик тәкшүрүшидин өткүзүш болмиғанлиқи үчүн, бирйуссел айродурумидин башқа шәһәрләргә учушлар әмәлдин қалдурулиду. айродурум бүгүн кәлгән йолучиларғила хизмәт берәләйду.

бирйуссел айродуруми иш ташлаш сәвәбидин йолучиларниң айродурумға бармаслиқини вә учуш вақтини өзгәртишни тәләп қилди.

иш ташлаш сәвәбидин бирйусселдики метро, трамвай вә аптобус сәпәрлиридиму бәзи ақсашлар көрүлмәктә.

ишчилар уйушмилири йеқинқи күнләрдики мал баһасиниң өсүшиниң хизмәтчиләрниң сетивелиш күчини аҗизлитивәткәнлики әскәртип, уларниң хизмәт шараитлири вә маашлирини йахшилашни тәләп қилмақта.

белгийәдә иҗра қилинидиған көрсәткүч (индексләш) түзүмидә, хизмәтчиләрниң мааши пул пахаллиқидики өрләш нисбити бойичә өстүрүлиду. адәм ишләткүчи орунлар болса, аптоматик мааш көрсәткүчлириниң әмәлдин қалдурулушини тәләп қилиду.

бирақ, ишчилар уйушмилири көрсәткүч түзүмини қоғдап қелишни, хусусий ширкәтләрдики маашниң ешиш сүритини чәкләйдиған қанунларниң өзгәртилишини тәләп қилиду.

белгийәдә пул пахаллиқи өткән ай (2022-йили май) %8.97 өрлигән болуп, бу 1982-йилдин буйанқи әң йуқири чәккә йәткән пул пахаллиқ сәвийәси болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر