урсула фондерлейен: украинани қайтидин қуруп чиқимиз

йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула фондерлейен украинани қайтидин бина қилидиғанлиқлирини, буни қилишқа мәҗбур икәнликлирини вә қилидиғанлиқлирини ейтти.

1840907
урсула фондерлейен: украинани қайтидин қуруп чиқимиз

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула фондерлейен бир қатар учришишларни өткүзүш үчүн йетип барған италийә пайтәхти римда, макси (Maxxi) заманиви сәнәт музейида бир паалийәткә қатнашти.

у: «марийупол шәһәр башлиқи вә украиналиқ мимарлар билән көрүшимиз. украинани қайтидин қуруп чиқимиз, буни қилишқа мәҗбурмиз вә қилимиз. чүнки бу бизниң әхлақий мәҗбурийитимиз» деди.

у украинани йеңидин қурушниң, һайатлиқ саһәлиридә йавропа йешил келишимини асас қилған «йеңи йавропа бавхавус» роһиға уйғун болуши керәкликини әскәртип, йавропа иттипақиниң қайта ишләткили болидиған енергйә мәнбәлири үстидә илгириләш һасил қилиши керәкликини билдүрди.

у: «русийә иқтисади газ, нефит вә көмүргә тайиниду. бизму йавропа иттипақи болуш сүпитимиз билән зор нисбәттә тайинимиз. бу қорқунчлиқ уруш сәвәбидин беқиндилиқимизни азайтишни қарар қилдуқ. әмди биз чоқум илгирилишимиз, йеңи тәминлигүчиләргә қарап қалмаслиқимиз вә қайта ишләткили болидиған енергийәгә йүзлинишимиз керәк» деди.

у паалийәтни ахирлаштуруп, рим шәһәр башлиқи роберто гуалтийери (Roberto Gualtieri) билән тарихий шәһәрлик бинада көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر