русийә киродийәлик бәш дипломатни чеградин қоғлап чиқарди

русийә киродийәлик бәш дипломатни чеградин қоғлап чиқарғанлиқини елан қилди.

1833706
русийә киродийәлик бәш дипломатни чеградин қоғлап чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, киродийәниң москвада турушлуқ баш әлчиси томислав карниң русийә ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилип, киродийәниң кийевға һәрбий йардәм бериши вә киродийә даирилириниң (уруш башланған 24 – февралдин буйан давамлаштуруватқан) русийәниң украинада уруш җинайити садир қилғанлиқи тоғрисидики байанатлириға наразилиқ билдүрүлгәнликини уқтурди.

байанатта: «загребниң буниңдин илгири ташлиған русийә әлчиханисидики дипломатлар санини қисқартиш йолидики достанә болмиған қәдәмлиригә қариға, баш әлчи карға, киродийәниң москвадики әлчиханисида ишләйдиған бәш дипломатниң халанмиған киши, дәп елан қилинғанлиқи тоғрисида ултиматом берилди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر