иран әткәс нефт елип маңған бир парахотни мусадирә қилди

иранниң басра қолтуқида әткәс нефт елип маңған бир парахотни қолға чүшүргәнлики елан қилинди.

1828660
иран әткәс нефт елип маңған бир парахотни мусадирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң һормузган өлкиси әдлийә башлиқи муҗтаба қаһрамани иран инқилабни муһапизәт қилиш қисимлириниң басра қолтуқида 550 миң литир әткәс йеқилғу тошуған чәтәл парахотини байқиғанлиқини вә парахотни мусадирә қилғанлиқини елан қилди.

қаһрамани парахоттики 7 хадиминиң қолға елинғанлиқини тәкитләп, «чәтәл парахотиниң басра қолтуқида нәччә миң летир қанунсиз йеқилғу тошуватқанлиқи ениқланди. деңиз армийәси тез һәрикәткә келип, әткәс йеқилғу қачиланған парахотни қолға чүшүрди» деди.

қаһраманиниң ирандин чиқиришқа урунулған 550 миң летир қанунсиз йеқилғу  билән парахотниң һормузган портиға елип келингәнликини ейтти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر