һайтидики зораванлиқ вәқәлиридә 20 адәм қаза қилди
һайтиниң пайтәхти порт-о-принстики шайкилар ара зораванлиқ вәқәлири сәвәбидин 4 -айниң 24-күнидин буйан 20 адәм қаза қилди, 24 адәм йариланди.
түркийә авази радийоси хәвири: һайти хәлқ мудапиә идариси, 24-апрел пайтәхтниң 4 районида шайкилар оттурисида тоқунуш йүз бәргәнликигә ишарәт қилғандин кейин, зораванлиқниң улғийиш вә қаза қилғанлар саниниң көпийиш еһтимали барлиқи тоғрисида агаһландуруп, сийасий қатламдикиләрни аммиви тәртипни сақлашқа чақирди.
җинайи ишлар шайкилири оттурисидики нопуз талишиш күриши җәрйанида 12 өйгә от қойуп берилди, райондики миңларчә киши өй - маканлиридин айрилишқа мәҗбур болди.
7-ийул һайти пирезиденти җовел мойс қәстләп өлтүрүлгәндин кейин, һайтидики шайкилар ара нопуз талишиш күриши күчийип кәтти.
зораванлиқ долқуни күнсери кеңийиватқан пайтәхтниң 4 районидики мулазимәт орунлири вә мәктәпләр вақитлиқ тақалди؛ амма шәһәр башлиқи ишханисиниң алдида намайиш қилип, бихәтәрликкә капаләтлик қилинишини тәләп қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
афғанистандики кәлкүн апитидә 50 адәм өлди
афғанистанниң охшимиған районлирида йүз бәргән кәлкүн апитидә кәм дегәндә 50 адәм һайатидин айрилди.