русийә: биз пойиз истансисида украина армийәсигә кәлгән қоралларни битчит қилдуқ

русийә дөләт мудапиә министирлиқи русийә армийәсиниң краматорск пойиз истансисиға башқурулидиған бомба атқанлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң хата икәнликини билдүрди.

1809544
русийә: биз пойиз истансисида украина армийәсигә кәлгән қоралларни битчит қилдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи елан қилған байанатида, русийә армийәсиниң краматорск пойиз истансисиға башқурулидиған бомба атқанлиқи тоғрисидики хәвәр-байанатларниң «хата» вә «иғвагәрчилик» икәнликини билдүрди.

байанатта, украина һөкүмитиниң бу һәқтики байанатлириниң тоғра әмәслики әскәртилиш билән биргә, фотографлири көрситилгән «U -точка» намлиқ тактикилиқ башқурулидиған бомбиларни, пәқәт украина армийәсиниңла ишлитидиғанлиқини илгири сүрди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатчиси игор конашенко болса, донетск райондиики бәзи пойиз истансисилириниң бомбардиман қилинғанлиқини тоғрилиған, әмма буларниң украина армийәсигә кәлгән қорал-йарағларни битчит қилиш мәқситидә қилинғанлиқини билдүргән иди.

у донетск районидики покровск, барбенково пойиз истансисилирида донбастики украина армийәсигә кәлгән қорал-йарағларниң битчит қилинғанлиқини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر