төтинчи «ковид – 19» ваксинаси шәрт»

америка дора ширкити пифизерниң баш иҗраийә әмәлдари доктор алберт борла «ковид – 19» йуқумиға қарши төтинчи ваксинаниң шәрт икәнликини ейтти.

1795335
төтинчи «ковид – 19» ваксинаси шәрт»

түркийә авази радийоси хәвири: борла, америка қошма иштатлиридики бир телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, «ковид – 19» ваксинасини һәр йили худди тарқилишчан зукам ваксинасиға охшаш әмлитиш керәк дәп қарайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз үчинчи күчәйткүчи ваксина арқилиқ қоғдиниш әслидә дохтурханида йетиш әһваллири вә өлүмләргә нисбәтән хели йахши, әмма һазир төтинчи күчәйткүч ваксина шәрт.»

«ковид – 19» ваксиналириниң узун муддәт йуқумлинишқа қарши турушта үнүмлүк әмәсликини әскәрткән борла,  «ковид – 19» йуқуминиң омикронни өз ичигә алған барлиқ варийантлириға қарши кәм дегәндә бир йил ишлитишкә болидиған ваксина тәтқиқ қилип йасаш паалийәтлирини давамлаштуруватқанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر