исраилийә әскәрлири урған пәләстинлик җенидин айрилди

ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға җайлашқан рамаллаһ шәһиридә, исраилийә әскәрлириниң зораванлиқиға учриған 80 йашлиқ пәләстинлик җенидин айрилди.

1761265
исраилийә әскәрлири урған пәләстинлик җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: рамаллаһ шәһиригә қарашлиқ җәлҗилийә райониниң мәсули фуад фаттумниң билдүрүшичә, галгалйа йезисиға бесип киргән исраилийә күчлири өмәр абдулмәҗид әсәд исимлик 80 йашлиқ пәләстинликни уруп йариландурғандин кейин қолға алған, андин уни қурулуши давамлишиватқан бир өйгә ташлап қойуп кәткән. исраилийә әскәрлири кәткәндин кейин, йеза аһалиси тәрипидин дохтурханиға орунлаштурулған пәләстинлик давалаш үнүм бәрмәй қаза қилған.

исраилийә армийәси тәрипидин бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилинмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر