байдин йеңи беқивалған итини тонуштурди

америка пирезиденти җов байдин йеңи беқивалған «қомандан» атлиқ итини иҗтимаий алақә торида «әң йеңи байдин билән тонушук» дегән изаһат билән тонуштурди.

1750425
байдин йеңи беқивалған итини тонуштурди

түркийә авази радийоси хәвири: җо байдин йеңи бир герман падичи итни беқивилип «қомандан» дәп исим қойди.

итниң сүритини иҗтимаий алақә торида һәмбәһирлигән байдин, «ақсарайға кәлгәнликиңизни қарши алимиз қомандан» дегән сөзләрни ишләтти.

байдин иҗтимаий алақә һесабида йеңи ити қомандан билән ойун ойниған вә  биллә маңған синни һәмбәһирләп,  «әң йеңи байдин билән тонушуң» дегән сөзләргә алаһидә орун аҗратти.

байдин йәнә башқа икки итини 1-айда ақсарайға елип барған иди.

чамп исимлик ​​13 йашлиқ ит ийун ейида қаза қилған, андин майор иисимлик ити, ақсарайда бир нәччә қетим адәм чишливилиш вәқәси туғдурғандин кейин делавариға қайтуруп кетилгән иди.

 

 


خەتكۈچ: #ит , #байдин

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر