буркина фасодики  террорлуқ һуҗумида 9 әскәрни қошқанда 19 киши қаза қилди

буркина фасониң санматенга өлкисидә жандарма күчлиригә қаритилған қораллиқ һуҗумда 9 әскәрни қошқанда 19 киши қаза қилди.

1737483
буркина фасодики  террорлуқ һуҗумида 9 әскәрни қошқанда 19 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләтлик таратқуларниң хәвиригә қариғанда, намәлум кишиләр санматенга өлкисиниң фуби районидики жандарма қисимлириға қораллиқ һуҗум қилған.

һуҗумда 9 әскәрни қошқанда җәмий 19 киши һайатидин айрилған.

буркина фасода нурғун қораллиқ гуруппилар паалийәт қиливатқан болуп, һазирғичә һечкиши бу һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиди.

буркина фасониң саһел районида 14 нойабирда армийәни нишан қилған терорлуқ һуҗумидиму 32 киши һайатидин айрилған вә 3 күнлүк матәм елан қилинған иди.

қошна дөләт малидики әлқаидә вә даишқа четишлиқ террорлуқ тәшкилатлири 2015-йилдин буйан буркина фасониң шимали вә шәрқидә пат пат һуҗумларни қилип кәлмәктә.

гәрчә буркина фасо башқа саһил қошниси нигер билән бирләшмә һәрбий һәрикәт елип барған болсиму, әмма малида турушлуқ терорлуқ гуруппилириниң күчини аҗизлаштуралмай кәлмәктә.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң санлиқ мәлуматиға асасланғанда, йил бешидин буйан 17 миң 500 киши бихәтәрлик сәвәбидин дөләттин айрилишқа мәҗбур болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر