йапонийә файзерниң үчинчи шишә ваксинасини тәстиқлиди

йапонийә америка файзер (Pfizer) ширкитиниң вухән вируси (Kovid-19) ға қарши тәтқиқ қилип йасиған үчинчи шишә толуқлиғучи ваксинаси үчүн сунған илтимасини тәстиқлиди.

1733006
йапонийә файзерниң үчинчи шишә ваксинасини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә сәһийә, әмгәк вә параванлиқ министирлиқиниң вухән вируси мутәхәссислири һәйити файзерниң үчинчи шишә толуқлиғучи ваксинасини әмләшкә рухсәт қилди.

һәйәт файзерниң үчинчи шишә ваксинасини әмләткәнләрдә, иккинчи шишини әмләткән вақиттикидин үч һәссә көп антетила пәйда болғанлиқини билдүрди.

үчинчи шишә толуқлиғуч ваксинаниң сәһийә хизмәтчилирини асас қилған һалда 18 йаштин йуқириларға декабир (2021) ейидин башлап әмлинидиғанлиқини әскәртти.

һәйәт файзерниң толуқлиғучи үчинчи шишә ваксинасини 18 йаштин төвәнләргә әмләш үчүн қилиниватқан синақ нәтиҗилириниң күтүлүватқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر