елон маск ачарчилиқ мәсилисидә б д т ға йардәм қилишқа вәдә бәрди

америка қошма иштатлиридики токлуқ аптомобил  ишләпчиқарғучи тесла ширкитиниң қурғучиси елон маск, ачарчилиқ мәсилисини қандақ һәл қилидиғанлиқини җакарлиған тәқдирдә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға йардәм қилидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәрди.

1728000
елон маск ачарчилиқ мәсилисидә б д т ға йардәм қилишқа вәдә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа бойичә әң бай карханичилардин елон маск,  дунйа йемәк - ичмәк пирограммиси (WFP) ниң дериктори дәйвид беаслейниң, «маскниң мал-мүлүклириниң пәқәт икки пирсәнти биләнла милйонлиған ач инсанларға йардәм берәләйдиғанлиқи» ға алақидар байанатиға, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә җаваб берип мундақ деди: «әгәр дунйа йемәк - ичмәк пирограммиси, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, 6 милйард доллар билән дунйадики ачарчилиқ мәсилисини қандақ һәл қилидиғанлиқини толуқ чүшәндүрүп берәлисә, мән һазирниң өзидила тесланиң пай – чәклирини дәрһал сатимән؛ нөвәттики вә оттуриға қойған чиқимиңизни тәпсилий оттуриға қойуң, шундақ болғанда, кишиләр пулниң нәгә кәткәнликини ениқ көрәләйду, қуйаш нури аҗайип бир немәт, бу ишниму қуйаш нуриға охшаш ениқ қилиң, шундақ болғанда, хәлқ пулниң қандақ хәҗлинидиғанлиқини көрәләйду.»

дунйа йемәк - ичмәк пирограммисиниң дериктори дәйвид беаслей болса, маскқа,  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписи арқилиқ учур - алақә қилишниң орниға, пиланлирини көрситиш үчүн, йүзтуранә көрүшүш тәклини сунди, һәмдә дунйа йемәк - ичмәк пирограммисиниң пиринсиплиқ вә очуқ - ашкара системиси барлиқини вә буниңға өзиниң капаләт беридиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر