авистиралийәдә түрмидин қачқан мәһбус 29 йил кейин тәслим болди

авистиралийәниң йеңи җәнубий галлер өлкисидә 29 йил илгири түрмидин қечип кәткән, 64 йашлиқ дарко десик ковид-19 йуқуми мәзгилидә ишсиз қелип, өй иҗарә пулини төлийәлмигәндин кейин сақчиға тәслим болушқа мәҗбур болди.

1706435
авистиралийәдә түрмидин қачқан мәһбус 29 йил кейин тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: авистиралийә таратқулириниң хәвиригә асасланғанда, кәндир териғанлиқи үчүн 3.5 йил кесилгән дарко десик, 13 ай түрмидә йатқандин кейин, 1992-йили 8-айниң 1-күни кәчтә графтон ислаһ қилиш мәркизидин төмүр кәскүч һәрә вә болт кәскүч үскиниләрни ишлитип қечип кәткән иди.

барлиқ ахтурушларға қаримай тепилмиғанлиқи қәйт қилинған дарко десикниң сиднейниң шималидики деңиз саһилиға орунлашқанлиқи вә нәқ пул үчүн қурулушларда ремонтчи болуп ишлигәнлики билдүрүлди.

дарко десик өлкидә тәхминән 3 айдин буйан давамлишиватқан ковид -19 чәклимилири сәвәбидин иши пүтүнләй тохтап кәткәндин кейин өйиниң иҗарә һәққини төлийәлмәйдиған һалға чүшүп қалди.

өйни бошитип берип, деңиз саһилида йашашқа башлиған дарко десик, түрмидә йашашниң өй-макансиз қелиштин йахши болидиғанлиқини ойлап сақчиға тәслим болди.

дарко десик сиднейниң сурри теғи районидики түрмә камеридин син улиниши арқилиқ мәркизи районлуқ сот мәһкимисидики испат аңлаш йиғиниға қатнашти вә кепилликкә қойуп берилиш тәлипи рәт қилинди.

дарко десикниң 28-сентәбир сәйшәнбә күни түрмидин қечиш җинайити билән йәнә бир қетим сотқа чиқиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر