блинкен: түркийә вә қатар билән бирликтә һәрикәт қиливатимиз

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен, афғанистанниң пайтәхти кабулдики һамид карзаи хәлқара айродуруминиң дәрһал қайтидин ечилишини ишқа ашуруш үчүн түркийә вә қатар билән бирликтә һәрикәт қиливатқанлиқлирини ейтти.

1702378
блинкен: түркийә вә қатар билән бирликтә һәрикәт қиливатимиз

түркийә авази радийоси хәвири: блинкен, ташқи ишлар министирлиқида афғанистан мәсилиси тоғрулуқ өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, америка қошма иштатлириниң афғанистан вакаләтханисиниң паалийәтлирини қатарниң пайтәхти доһада давамлаштуруватқанлиқини, һәптә ахирида доһада зийарәттә болуп, бу шәһәргә орунлаштурулған афғанлар билән бир йәргә җәм болидиғанлиқини қәйт қилди.

доһадин кейин германийәниң пайтәхти берлинға өтидиғанлиқини әскәрткән блинкен, бу йәрдә 20 – г гуруһи дөләтлириниң ташқи ишлар министирлири билән афғанистан мәсилиси тоғрулуқ йиғин чақиридиғанлиқини ейтти, һәмдә афғанистанда қалған америка пуқралири мәсилисидә талибанлар билән давамлиқ алақилишиватқанлиқлирини, талибанларниң афғанистандин чиқип кетишни тәләп қиливатқанларға рухсәт беришигә қарита вәдисидә турушиниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «афғанистанниң пайтәхти кабулниң вәзийитини әслигә кәлтүрүш вә кабулдики һамид карзаи хәлқара айродуруминиң дәрһал қайтидин ечилишини ишқа ашуруш үчүн, һәмраһлиримиздин түркийә вә қатар билән бирликтә һәрикәт қиливатимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر