даеш кәркүктә ток линийәлиригә һуҗум қилди

террорлуқ тәшкилати даешниң ирақниң кәркүк шәһиридики ток линийәлиригә қилған һуҗумида 7 мунар вәйран болди.

1689339
даеш кәркүктә ток линийәлиригә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк ток тарқитиш ширкити тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, террорлуқ тәшкилати даеш мәнсуплириниң кәркүк шәһириниң җәнубидики рийад наһийәси әтрапида ток линийәлиригә һуҗум қилғанлиқи, һуҗумда 7 мунарниң вәйран болғанлиқи, буниң нәтиҗисидә кәркүк шәһәр мәркизи вә бир қисим наһийәләрдә ток үзүлүп қалғанлиқи қәйт қилинди.

даешчи террорчилар тәрипидин ток линийәсидики 7 мунарниң астиға орунлаштуруп қойулған партлатқучларниң йирақтин контрол қилинидиған тизгинәк билән партлитилғанлиқи билдүрүлгән байанатта, йеқиндин буйан дөләтниң електр ул әслиһәлиригә қарита бундақ һуҗумларниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқи әскәртилди.

байанатта билдүрүлүшичә, болупму йаз айлирида узун ток үзүлүп қелиш әһваллири наһайити көп көрүлидиған ирақта, йеқинқи бир ай ичидә мусул, кәркүк вә салаһидин вилайәтлиридики йуқири бесимлиқ линийәләр давамлиқ һуҗумға учримақта икән.

бағдад һөкүмити, дөләттики електр ул әслиһәлиригә қаритилған һуҗумниң арқисида террорлуқ тәшкилати даешниң барлиқини билдүрмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر