ийорданийә падишаһи исираилийә рәһбәрлири билән көрүшкәнликини билдүрди

падишаһ 2-абдуллаһ пәләстинликләр билән исираилийәни қайтидин сөһбәт үстилигә олтурғузуш үчүн, исираилийә баш министири нафтали беннет (Naftali Bennett) вә дөләт мудапиә министири беннй гантз (Benny Gantz) билән көрүшкәнликини елан қилди.

1680157
ийорданийә падишаһи исираилийә рәһбәрлири билән көрүшкәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә падишаһлиқ дивани американиң с н н (CNN) телевизийәсиниң падишаһ 2-абдуллаһ билән өткүзүлгән зийарәт хатирисини елан қилди.

падишаһ 2-абдуллаһ нафтали беннет рәһбәрликидики исираилийә һөкүмити билән пәләстинликләр оттурисида тинчлиқниң әмәлгә ешип-ашмайдиғанлиқи тоғрисидики соалға җаваб бәргәндә: «йеқинда ғәззәгә қилинған һуҗумлардин кейин, пәләстин һөкүмити билән көрүшүшүм муһим иди. пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас билән көрүштүм. исираилийә дөләт мудапиә министири вә баш министири билән көрүшүшүмму муһим иди. чүнки 2014-йилдин тартип тоңлитип қойулған пәләстин-исираилийә музакирәлирини қайтидин башлаш үчүн барлиқ тәрәпләрни сөһбәт үстилигә олтурғузушимиз лазим» деди.

у мәзкур көрүшүшләрдин үмидләнгәнликини әскәртип, өткәнки һәптиләрдә исираилийә вә пәләстинниң бу тоғрида илгириләш һасил қилишқа тәййар икәнликлирини билдүридиған байанатларни елан қилғанлиқини қәйт қилди.

у исираилийәниң пәләстинликләрниң һәқ-һоқуқини қайтуруп бәрмәй туруп, һазирқи әһвални давамлаштуруш вә әрәбләр билән тинчлиқ келишими имзалаш пурсити тоғрисида гәп қилишниң, нурғун мәсилилири болған хата қараш икәнликини билдүрди.

феврал ейида (2021) исираилийә таратқулирида дөләт мудапиә министири гантзниң ийорданийә падишаһи 2-абдуллаһ билән мәхпий көрүшкәнлики тоғрисида хәвәрләр елан қилинған иди.

исираилийә билән пәләстин оттурисидики тинчлиқ сөһбәтлири 2014-йили апрелда, исираилийәниң «1967-йилдики чеграларни вә мәҗбурий көчүшкә дучар болған пәләстинликләрниң йуртлириға қайтиш һоқуқини, қанунсиз йәһудий аһалиләр райони қурушни ахирлаштурушни» қобул қилмаслиқи сәвәбидин тохтап қалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر