йапонийәдә 12 йаш вә униңдин йуқири кишиләргә ваксина әмләш тәстиқлинидиған болди

йапонийәдә сәһийә министирликиниң ковид -19 мәслиһәтчиләр комитети америка дора ширкити модерна ишләпчиқарған ковид -19  ваксинисиниң 12 йаш вә униңдин йуқири кишиләргә әмлинишини тәстиқлайдиған болди.

1677850
йапонийәдә 12 йаш вә униңдин йуқири кишиләргә ваксина әмләш тәстиқлинидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: кйодо агентлиқиниң сәһийә министирлиқини мәнбә қилған хәвиригә асасланғанда, министирлиқниң ваксина тоғрисидики рәсмий тәстиқиниң мушу айда мақуллиниши мөлчәрләнмәктә.

бу арқилиқ һөкүмәтниң дөләтлик иммунитетлаш пиланиниң бир қисми сүпитидә һәқсиз ваксина тарқитишиғиму рухсәт қилиниду.

америкалиқ ишләпчиқарғучи «Pfizer » ниң ковид-19 ваксинисини 12 йаштин йуқири кишиләргә әмләш май ейида рәсмий тәстиқтин өткән иди.

мәслиһәтчиләр комитети йәнә, ковид -19 ға қарши «касиривимаб» вә «индевимаб» дәп атилидиған актип маддиларниң бирикишидин тәркиб тапқан антитела коктелниму тәстиқлиди.

коктел рәсмий тәстиққа еришсә, «Remdesivir» , «Steroid dexamethasone» вә «Baricitinib» тин кейин йапонийәдә ковид -19 ға қарши тәстиқланған 4-дора болиду.

антитела тәркиби муәййән қурулмини тонуп униңға чаплишиш үчүн лайиһәләнгән бир ақсил бир түри һесаблинидиған «casirivimab» вә «Indevimab» йәккә антителадин тәркиб тапиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر