афғанистанда 3 наһийә талибанниң контроллуқиға өтти

афғанистанниң ғәзнә вилайитидә 3 наһийә йеқинқи 24 саәт ичидә талибанниң контроллуқиға өтти.

1666612
афғанистанда 3 наһийә талибанниң контроллуқиға өтти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәзнә парламент әзаси худад ирфани, ахбарат елан қилиш йиғинида бәргән байанатида, талибан әзалириниң, ғәзнә вилайитиниң хоҗа өмәри, ваиз вә муқур наһийәлиригә бирла вақитта һуҗум қилғанлиқини, һуҗумлар нәтиҗисидә бу 3 наһийәниң талибанниң контроллуқиға өтүп кәткәнликини, дөләт хәвпсизлик күчлириниң бу наһийәләрдин чекинип чиқип кәткәнликини әскәртиш билән бир вақитта, бундақ кетивәрсә, талибанниң пүткүл ғәзнә вилайитини қолға киргүзүш еһтималлиқиниң барлиқи тоғрулуқ агаһландурушта болди.

йәнә бир тәрәптин, афғанистан дөләт мудапиә министирлиқи, дөләтниң шималидики фәрйаб вилайитиниң пештун кот вә перван вилайитиниң шинвари наһийәлириниң талибандин қайутурувелинғанлиқини җакарлиди.

йеқинқи 24 саәт ичидә 14 вилайәттә талибанға қарши һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқи билдүрүлгән байанатта, һәрбий һәрикәт нәтиҗисидә 235 талибан мәнсубиниң өлтүрүлгәнлики, 161 иниң йариланғанлиқи қәйт қилинди.

талибан, 20 – ийун күни шималдики белх вә саманган вилайәтлиридә 2 наһийәниң, 21 – ийун күни белх вилайитиниң дәвләт абад, шолгере вә кишидеһ наһийәлириниң контроллуқини қолға киргүзгәниди.

йеқинқи 2 ай ичидә талибанниң контроллуқиға өтүп кәткән наһийәләрниң сани 45 кә йәтти.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәлуматлириға қариғанда, талибан, шәһәр мәркәзлириниң сиртидики дөләтниң терротерийәсиниң % 50 – 70 тини контрол қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر