америка русийәниң украина чеграсиға әскәр орунлаштурушини әйиблиди

америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси җон кирби, русийәниң украина чеграсиға топлиған әскәр саниниң 2014- йилидин буйанқи әң чоң әскәр топлаш икәнликини билдүрди.

1618609
америка русийәниң украина чеграсиға әскәр орунлаштурушини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мудапиә министирлиқи байанатчиси кирби күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, русийәниң украинаниң шәрқий чеграсиға әскәр орунлаштурушини әйиблиди.

кирби москваниң муддиасини очуқ- ашкара оттуриға қоймиғанлиқини билдүрүп, у йәргә һәрбийләрни орунлаштурушниң кишини әндишигә салидиғанлиқини вә буниң районниң муқимлиқиға төһпә қошидиған қәдәм әмәсликини оттуриға қойди.

русийәниң районда пәйда қиливатқан тәһдитини нәзәргә еливатқанлиқлирини билдүргән кирби, русийәниң украина чеграсиға әскәр орунлаштуруши тоғрисида тохтилип: «бу наһайити чоң йиғилиш, бу биз 2014- йилидин буйан көргән әң чоң (әскәр) йиғиш» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر