пфизер билән бионтек америкаға илтимас сунди

пфизер ширкити билән бионтек ширкити бирлишип тәрәққий қилдурған ковид – 19 ваксинисиниң  12 — 15 йаш арилиқидики балиларға әмлиниши үчүн америкаға илтимас сунди.

1618670
пфизер билән бионтек америкаға илтимас сунди

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи америка қошма иштатлиридики дора ширкити — пфизер билән мәркизи германийәгә җайлашқан биотехника ширкити — бионтек бирлишип тәрәққий қилдурған ковид – 19 ваксинисиниң  12 — 15 йаш арилиқидики балиларға әмлиниши үчүн, америка йемәклик вә дора башқуруш идарисиға «җиддий әһвал ишлитиш» иҗазәтнамиси илтимаси сунди.

пфизер билән бионтек қошма байанат елан қилип, һәмкарлишип тәрәққий қилдруған ковид – 19 ваксинисиниң 12 — 15 йаш арисидикләргә әмлиниши үчүн америка йемәклик вә дора башқуруш идарисиға «җиддий әһвал ишлитиш» иҗазәтнамиси илтимаси сунғанлиқини уқтурди.

алдинқи айдики тәкшүрүшниң, бу ваксининиң 12 — 15 йаш арилиқидикләргә %100 үнүмлүк икәнликини оттуриға қойғанлиқи тәкитләнгән байанатта: «бу илтимас һөкүмәтләрниң йәр шари ваксина әмләш тиришчанлиқини қоллаштики муһим қәдимимизгә вәкиллик қилиду» дегән ибариләргә орун берилди.

америка доригәрлик ширкити — пфизерниң түрк тәтқиқатчилар өзләм түрәҗи вә уғур шаһинлар қурғучи шерики болған германийә биотехника ширкити — бионтек билән һәмкарлишип тәрәққий қилдурған ковид – 19 ваксиниси, америка қошма иштатлирида америка йемәклик вә дора башқуруш идарисиниң мақуллуқидин өтүп әмлинишкә башланған тунҗи ваксина болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر