америка йапонийә вә җәнубий корейә вәкиллири билән көрүшти

америка пирезиденти җо байдин рәһбәрликидики йеңи һөкүмәт, шималий корейә сийаситини бекитиштин илгири йапонийә вә җәнубий корейә қатарлиқ райондики иттипақдашлири билән көрүшти.

1614094
америка йапонийә вә җәнубий корейә вәкиллири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанат елан қилип, дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җейк сулливанниң йапон вә җәнубий корейәлик мәнсәпдашлири шигеру китамура вә суһ хун билән марйланд иштатиниң аннаполис шәһиридики америка деңиз армийәси академийәсидә учришиш өткүзгәнликини уқтурди.

тәрәпләрниң һинди – тинч окйан райониниң хәвпсизлик мәсилилири тоғрисида пикир алмаштурғанлиқи билдүрүлгән байанатта: «шималий корейәниң йадро вә башқурулидиған бомба пиланидин қилиниватқан ортақ әндишә оттуриға қойулди, мәсилиниң һәл қилиниши вә ортақ һәл қилиш ирадиси тәкитләп өтүлди» дегән ибариләргә орун берилди.

учришишта йәнә, корейә уруши айривәткән аилиләрни қайтидин җәм қилиш, ковид -19 вә келимат өзгиришкә қарши туруш қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқ мәсилилири, шундақла һәрбий сийасий өзгириш йүз бәргән берманиң дәрһал демократийәгә қайтишини капаләткә игә қилиш йолида ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинди.

шималий корейә өткән айда икки данә қисқа мусапилик башқурулидиған бомбисини синақ қилғаниди.

бихәтәрлик мутәхәссислириниң мөлчәричә, аридин узун мәзгил өткәндин кейин қилинған синақлар йеңи америка һөкүмитигә бесим ишлитишни нишан қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر