файзер-бийонтек ваксинасиниң балилардики үнүми йуқири болған

америка дора ширкити файзер (Pfizer) билән германийә бийонтек (BioNTech) ширкити бирликтә тәтқиқ қилип йасиған вухән вируси (Kovid-19) ваксинасиниң 12 йаштин 15 йашқичә болған балиларда йуқумлинишниң алдини елиш үнүминиң %100 икәнлики елан қилинди.

1612274
файзер-бийонтек ваксинасиниң балилардики үнүми йуқири болған

түркийә авази радийоси хәвири: файзер билән бийонтек 12 йаштин 15 йашқичә болған 2 миң 260 бала үстидә ваксина синақ қилинғанлиқини билдүрди.

бу һәқтики байанатта, ваксиналарниң балиларниң иммунитет күчини зор дәриҗидә ашурғанлиқини вә йашларниң чоңларға қариғанда вирусқа қарши техиму көп антитела пәйда қилғанлиқиниң байқалғанлиқи әскәртилди.

файзер – бийонтек ваксинаси билән әмләнгән йашларда йуқумлинишниң көрүлмигәнлики, әмма башқа ваксиналар билән әмләнгәнләрдә йуқумлинишниң көрүлгәнлики қәйт қилинди.

файзер – бийонтек ваксинаси билән әмләнгән йашлардиму чоңларда көрүлгән аламәтләрниң көрүлгәнлики, болупму иккинчи қетимлиқ ваксинадин кейин, қизиш, чарчаш, бәдини ағриш вә титрәшкә охшаш аламәтләрниң көрүлгәнлики билдүрүлди.

бийонтек ширкитиниң 12 йаш вә униңдин йуқири йаштикиләрни бийонтек ваксинаси билән әмләшкә рухсәт қилиниши үчүн, америка йемәк-ичмәк вә дора идариси билән йавропадики мунасивәтлик органларға илтимас сунушни пилаватқанлиқи уқтурулди.

ширкәтниң алтә айлиқтин 11 йашқичә болған балиларға ваксина әмләш синақлириниң давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر