б д т американи йәр шари характерлик пиланға рәһбәрлик қилишқа чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш, америка қошма иштатлиридин «ковид – 19» йуқумини түгитиш үчүн йәр шари характерлик ваксина әмләш пиланға башламчилиқ қилишини тәләп қилди.

1611181
б д т американи йәр шари характерлик пиланға рәһбәрлик қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: антонийо гутереш, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен билән видео конферанс васитиси арқилиқ елип барған учришишиниң ахбарат васитилириға очуқ бөлүмидә, америка қошма иштатлириниң йеңи һөкүмитиниң, йәр шари характерлик мәсилиләргә көп тәрәплик һәл қилиш чариси тепиш мәсилисидә ташлаватқан қәдәмлириниң мәмнунийәт билән қарши елиниватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, америка қошма иштатлириниң «париж килимат келишими» ға қайтишиниң дунйаға үмид сигнали йоллиғанлиқини, шундақла дунйа сәһийә тәшкилатиға иштирак қилишиниң, «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәштә муһим һәмкарлиқ намайәндиси  икәнликини, «ковид – 19» йуқумини түгитиш үчүн йәр шари характерлик пиланға еһтийаҗ барлиқини тәкитләп мундақ деди: «америка қошма иштатлири бу һәқтә муһим рол ойниши мумкин, 20 – г гуруһи дөләтлиригә бу пиланни тәрәққий қилдуруш вә рәһбәрлик қилиш үчүн җиддий әһвалларға тақабил туруш күчи шәкилләндүрүш тәкипини сундум, әмма тәсири күчлүк бир америка рәһбәрлики болмай туруп, буни ишқа ашуруш мумкин әмәс.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر