иранниң «ғәйрий рәсмий йадро келишими йиғини» ни рәт қилиши үмидсизлик йаратти

ақсарай байанатчиси җен псаки иранниң «ғәйрий рәсмий йадро келишими йиғини» ни рәт қилғанлиқи үстидә тохталди.

1593347
иранниң «ғәйрий рәсмий йадро келишими йиғини» ни рәт қилиши үмидсизлик йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси җен псаки иранниң йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий  вәкили җосеп боррел оттуриға қойған «ғәйрий рәсмий йадро келишими йиғини» ни рәт қилғанлиқидин үмидсизләнгәнликини ейтти.

җен псаки ақсарайда өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, «биз иранниң бу җавабидин үмидсизләндуқ. йадро келишимидики вәдиләргә қайтиш үчүн әһмийәтлик дипломатийәни давамлаштуримиз вә һәр басқучта шериклиримиз билән давамлиқ алақилишип туримиз» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر