мишел руһани билән телефонлашти

чарлиз мишел иран президенти һәсән руһани билән телефонда сөһбәтләшти.

1586630
мишел руһани билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи кеңиши башлиқи чарлез мишел, иран билән хәлқаралиқ күчләрниң йадро келишими сөһбәтлирини давамлаштуралиши үчүн дипломатийәгә бошлуқ ечишниң интайин муһим икәнликини оттуриға қойди.

чарлиз мишел иран президенти һәсән руһани билән телефонда сөһбәтләшти.

йавропа иттипақи кеңиши байанат елан қилип, чарлиз мишел иран пирезиденти һәсән руһаниниң телефонда көрүшүп, «йадро келишими» дәп атиливатқан «бирләшмә универсал һәрикәт пилани» тоғрисида пикир алмаштурғанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, мишел йавропа иттипақиниң келишимниң толуқ иҗра қилинишиға әһмийәт беридиғанлиқини тәкитләп, иранниң келишимдики вәдисидин ваз кечишиниң кишини әндишигә салидиғанлиқини оттуриға қойған.

у, хәлқара атом енергийәси оргини билән болған һәмкарлиқниң муһимлиқини тилға елип: «иҗабий қәдәмләр арқилиқ қоллап - қуввәтләнгән дипломатийәсаһәсини қоғдашниң бу басқучта интайин муһим» икәнликини тилға алған.

йавропа иттипақиниң келишимниң толуқ иҗра қилиниши вә америка қошма иштатлириниң келишимигә қайтип келиши үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини билдүргән мишел, көп тәрәплимилик һәрикәтләр арқилиқ йәршари тинчлиқини сақлап қалғили вә иқтисадий тәрәққийатни қолға кәлтүргили болидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилған.

иран йадро келишими

«бирләшмә универсал һәрикәт пилани» намлиқ йадро келишими, иранниң йадро һәрикитини назарәт қилиш вә қелиплаштуруш, буниң бәдилигә җазаниң бикар қилинишини көзләп, 2015 - йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзалири — америка, әнглийә, фирансийә, русийә вә хитай, буниңдин башқа германийә вә йавропа иттипақи билән иран оттурисида имзаланғаниди.

американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп һакимийәт бешиға чиққандин кейин, вашингтон келишимдин чекинип, иранға җаза йүргүзүшкә башлиғаниди.

келишимгә тәрәп башқа дөләтләрдин вашингтонни тохтитишни тәләп қилип үнүмгә еришәлмигән иран, 2019 – йили ийулда йадро келишиминиң бәзи маддилирини, 2020 – йили 5 – йанварда келишимдә көрситилгән барлиқ әһдилирини тоңлитип қойғанлиқини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر