трамп «тик ток»ниң бир америка ширкитигә сетилиши үчүн 15 - сентәбиргичә мөһләт бәрди

америка пирезиденти доналд трамп, дөлитидики тармиқи америкадики һәрқандақ бир америка ширкитигә сетилмиған тәқдирдә, хитай мәркәзлик иҗтимаий таратқу сүписи тик токни 15 – сентәбирдә америкада мәни қилидиғанлиқини уқтурди.

1466718
трамп «тик ток»ниң бир америка ширкитигә сетилиши үчүн 15 - сентәбиргичә мөһләт бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп ақсарайда мухбирларниң, хитайниң «BateDance» ширкитиниң «тик ток» әпиниң америкада чәклинидиғанлиқи тоғрисидики дәталашларға даир соаллириға җаваб бәрди.

у җүмә күнидики байанатида, тик токни америкада чәкләш үчүн бир пирезидентлиқ қарарнамәси имзалайдиғанлиқиға ишарәт қилғаниди.

майкрософт түнүгүн байанат берип, ширкәтниң башлиқи сатйа наделланиң доналд трамп билән көрүшкәнликини уқтурғаниди.

трамп билән наделланиң учришишидин кейин, ширкәтниң тик – токниң америка шөбисини сетивелишқа алақидар учришишларниң башлиғанлиқи әскәртилгән байанатта, «майкрософт, пирезидентниң қайғулириниң муһакимә қилинишини муһим дәп қарайду» дегән ибариләргә орун берилгәниди.

байанатта, әпниң америка, канада, австралийә вә йеңи зеландийәдики мулазимәтлири билән бу дөләтләрдә мәшғулат елип бериш һоқуқини сетивелиш тоғрисида келишим һасил қилишни чөридәп сөһбәт өткүзүватқанлиқи қәйт қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر