канадада йүзини йөгәйдиған мусулман айалларниң маска тақимисиму болидиғанлиқи билдүрүлди

канаданиң куебек вә онтарио өлкилиридә йүзлирини йөгәйдиған мусулман айалларниң маска тақишиға һаҗәт йоқлуқи билдүрүлди.

1460416
канадада йүзини йөгәйдиған мусулман айалларниң маска тақимисиму болидиғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: канаданиң вухән вируси (ковид – 19) ни тизгинләш хизмәтлири даирисидә үсти йепиқ җайларда мәҗбурий маска тақаш түзүмини йолға қойған куебек вә онтарио өлкилиридә, йүзлирини йөгәйдиған мусулман айалларниң маска тақишиға һаҗәт йоқлуқи билдүрүлди.

канаданиң дөләт игиликидики медийа оргини - CBC, алақидар орунларниң миңларчә кишиниң мәҗбурий маска тақаш түзүми тоғрисидики елхәт арқилиқ сориған соаллириға қайтурған җаваблирини чөридигән һалда бир хәвәр тәййарлап тарқатти.

CBC ниң, хәлқкә вакалитән сориған «диний сәвәбләр түпәйли йүзини ориғанларниң маска тақаш мәҗбурийитиниң бар – йоқлуқи» тоғрисидики соалиға җаваб бәргән куебек сәһийә вә иҗтимаий хизмәтләр министирлиқи байанатчиси марҗорие лароче, «диний көрсәтмигә асасән буруни вә еғизини рәхттин тикилгән бир йупуқ билән йөгигән кишиниң маска йаки йүз қоғдаш әйники тақишиға керәк йоқ» деди.

у, чайшапниң бурун вә еғизни йөгигән тәқдирдә маска дәп қобул қилинидиғанлиқини билдүрүп, «бирақ, йуқириқидәк қоғдаш ролини ойнимайдиған йағлиқ маска дәп қобул қилинмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

куебекта чайшап, бурқә қатарлиқ һәр түрлүк диний символларниң ишлитилиши мәний қилинғаниди.

куебек өлкисидә 2019 – йилиниң ийун ейида чиқирилған қанунға асасән, аммиви орунларда чайшапни өз ичигә алған һәр түрлүк диний символларниң тақилиши йаки ишлитилиши чәкләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر