голландийәдә ирқчилиқ вә кәмситишкә қарши намайиш өткүзүлди

голландийәниң пайтәхти амстердамда охшаш болмиған санлиқ милләтлләрниң мәнсуплири вә паалийәтчиләр ирқчилиққа вә кәмситишкә қарши намайиш өткүзди.

1433604
голландийәдә ирқчилиқ вә кәмситишкә қарши намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийәдә охшимиған дин вә ирқларға мәнсуп миңларчә киши пайтәхт амстердамдики нелсон мандила бағчисиға йиғилип , ирқчилиққа вә кәмситишкә қарши намайиш өткүзди.

намайишчилар «қара тәнликләрниң һайати қиммәтликтур» , «ақ тәнликләрниң сүкүт қилиши зулумдур» , «мән нәпәс алалмайватимән» , «адаләт болмиса тинчлиқ болмайду» вә «сақчиларниң зораванлиқиға қарши туримиз» , «ирқчилиқни тохтитиңлар» , «ислам дүшмәнликини тохтитиңлар» , «һәммә адәм баравәрдур» вә «ирқчилиқ бир идийә әмәс» дегән хәтләр йезилған пилакатларни көтүрүшкән һалда «ирқчилиққа қарши тур» , «қара тәнликләрниң һайати қиммәтлик» дәп шоарларни товлиди.

көп санда голландийәликләр билән биргә о охшимиған милләтләрдин паалийәтчиләр иштирак қилған намайишта, «ирқчилиқ , кәмситиш вә ислам дүшмәнликиниң қобул қилинмайдиғанлиқиниң сигнали» берилди.

дунйада ирқчилиқниң һазирму давамлишиватқанлиқиға ишарәт қилинған нутуқларда , голландийә сақчилириниң суринамларни , африқалиқларни вә мусулманларни кәмситидиғанлиқи әскәртип өтүлди.

мусулман аз санлиқларға вакалитән сөзләнгән нутуқта, пүткүл инсанийәтниң адәм әләйһиссаламдин кәлгәнлики , һәммә адәмниң баравәр икәнлики тәкитләнди.

намайишта , вухән вируси (ковид – 19) сәвәбидин иҗтимаий арилиқни сақлаш түзүмигә риайә қилинди.

алдинқи һәптә өткүзүлгән намайиш иҗтимаий арилиқни сақлаш бәлгилимисигә риайә қилинмиғанлиқи үчүн әйибләшләргә учриғаниди.

аз санда сақчи вәзипә өтигән намайиш тинч усулда айағлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر