әнглийә исраилийәгә қаттиқ наразилиқ билдүрди

әнглийә исраилийәниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики қанунсиз йәһудийлар олтурақ мәһәллилириниң даирисини кеңәйтиш қарариға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1115044
әнглийә исраилийәгә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийәниң оттура шәрқ ишлириға мәсул дөләт вәзири алистайр барт, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, мундақ деди: «исраилийә һөкүмитиниң бу һәптә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики  йәһудийлар олтурақ мәһәллилириниң даирисни кеңәйтиш тоғрулуқ қарарнамә мақуллишини қобул қилғили болмайду, исраилийәниң бундақ қилиши адәмни толиму үмидсизләндүриду, исраилийә қанунсиз һалда йәһудийлар олтурақ мәһәллилири бәрпа қилиш паалийәтлиригә хатимә бериши керәк, чүнки бундақ қилиш хәлқара қанунға асасән қанунсизлиқтур, униң үстигә, бу <исраилийәниң пәләстинликләр билән келәчәктә һәрқандақ бир тинчлиқ келишими түзүш нийити сәмимий әмәс икән> дегәндәк гуманни туғдуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر