кабулда йүз бәргән қораллиқ һуҗумниң җавабкарлиқини даеш үстигә алди

афғанистанниң пайтәхти кабулдики бир һәрбий мәшиқ академийәсигә қилинған һуҗумда 5 афған әскири һайатидин айрилди.

899197
кабулда йүз бәргән қораллиқ һуҗумниң җавабкарлиқини даеш үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан мудапиә министирлиқи байанатчиси, кабулдики һәрбий академийәгә қилинған һуҗумда 5 афған әскириниң өлгәнликини, 10 әскәрниң йариланғанлиқини билдүрди.

һуҗумниң җавабкарлиқини даеш террорлуқ тәшкилати үстигә алди.

бу кабулда йеқинқи 9 күндә йүз бәргән үчинчи һуҗум һесаблиниду؛ шәнбә күни бир җиддий қутқузуш аптомобили билән қилинған һуҗумда 100 дин артуқ адәм өлгәниди.

буниңдин бирһәптә илгири  бир меһманханиға қилинған һуҗумда 22 адәм һайатидин айрилғаниди.

йуқириқи икки һуҗумниң җавабкарлиқини талибан террорлуқ тәшкилати үстигә алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر