әсәбий йәһудийлар мәсҗиди әқсаға бесип кирди

49 әсәбий йәһудийниң исираилийә сақчилириниң қоғдиши астида мәсҗиди әқсаға бесип киргәнлики билдүрүлди.

866820
әсәбий йәһудийлар мәсҗиди әқсаға бесип кирди

түркийә авази радийоси хәвири: қуддус исламий вәхпиләр идарисиниң байанатчиси фирас дибс 49 әсәбий йәһудиниң мәсҗиди әқсаға бесип киргәнлики тоғрисида байанат елан қилди. байанатта, «49 әсәбий йәһудий һәрәм шәрифниң дәрвазилирида вә һойлиларда туруватқан исираилийә сақчилириниң қоғдиши астида мәсҗиди әқсаға бесипб кирди» дейилди.

гуваһчиларниң ейтишичә, мәсҗиди әқсаниң һойлисида айлинип йүргән бәзи әсәбий йәһудийлар силсилә дәрвазисидин чиқиш җәрйанида, мурасим уйуштурған.

йәһудий календари бойичә һанука байрими тәбриклинидиған бүгүнки күнләрдә, әсәбий йәһудийларниң мәсҗиди әқсаға бесип киридиған вәқәләрниң көпийидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر