әрдоған биваситә хәлқниң сайлиши билән җумһур рәислик вәзипигә олтуруп 10 йилни толдурди
асасий қанунға түзитиш киргүзүлгәндин кейин, 2014 – йили биваситә хәлқниң сайлап чиқиши билән тунҗи қетим җумһур рәисликкә сайланған рәҗәп таййип әрдоған 10 йилни толди.
түркийә авази радийоси хәвири: бу муһим күн мунасивити билән җумһур рәислик мәһкимисигә тәвә иҗтимаий алақә һесабатида йазма һәмбәһирләнди.
йазмида: «бүгүн җумһур рәислик вәзиписидә әрдоғанниң милләткә хизмәт қилиш сәпириниң 10 йиллиқи» дейилди.
йазмида йәнә: «җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоған милләтниң сайлиши билән 10 йил илгирики бүгүнки күндә 12- җумһур рәис болуп сайланди» дейилди. учурда җумһур рәис рәис әрдоғанниң 10 йил җәрйанидики сүрәтлириму һәмбәһирләнди.
җумһур рәислик учур - алақә идариси дериктори фаһрәттин алтунму иҗтимаий алақә һесабатидики йазмисида, бу 10 йил бойичә җумһур рәис әрдоғанниң қәтий ирадилик рәһбәрликидә түркийәниң зор илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликини билдүрүп, «җумһур рәисмиз рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә, түркийәниң қәд көтүрүши үзүлмәй давамлишиду. биз техиму күчлүк, техиму мустәқил, техиму гүлләнгән бир түркийә үчүн давамлиқ тиришимиз» деди.