русийә: әнглийәгә һуҗум қилимиз

русийә: «әгәр украина әнглийә қораллири билән бизгә һуҗум қилса, уңкраина вә украина сиртидики әнглийә һәрбий нуқтилириға һуҗум қилимиз» деди.

2136325
русийә: әнглийәгә һуҗум қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи әнглийә тоғрисида муһим бир байанатни елан қилди.

русийә ташқи ишлар министирлиқи әнглийә ташқи ишлар вәзири давид камеронниң ройтерс агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда ейтқан «украина русийәдики һәрбий нуқтиларға әнглийә қораллири билән һуҗум қилиш һоқуқиға игә» дегән сөзигә инкас қайтурди.

байанатта, бу сәвәбтин, әнглийәниң москвада турушлуқ баш әлчиси нигел касей (Nigel Casey) ниң ташқи ишлар министирлиқға чақирилип, нота тапшурулғанлиқи билдүрүлди.

байанатта мундақ дейилди:

«камеронниң дүшмәнләрчә ейтқан сөзи, әнглийәниң буниңдин илгири украинаға бәргән йирақ мусапилиқ башқурулидиған бомбиларни русийә земиниға атмаслиқ тоғрисидики вәдилиригә хилап. камерон буни рәт қилип, әнглийәниң тоқунушуватқан бир тәрәпкә йанбасидиғанлиқини қобул қилған болди. русийә камеронниң сөзлирини вәзийәтни кәскинләштүргән амилларниң муһим испати вә лондонниң тоқунушларда кийев тәрәптә турғанлиқи дәп қарайду. әгәр украина әнглийә қораллири билән русийәгә һуҗум қилса, русийә украина вә украина сиртидики әнглийә һәрбий нуқтилириға һуҗум қилиш билән җаваб қайтуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر