исраилийәдә «һамас билән уруш тохтитиш келишими»  тоғрисида һөкүмәткә бесим күчәймәктә

исраилийәдә баш министир бенйамин нетанйаһу һөкүмитигә нисбәтән «һамас билән уруш тохтитиш вә әсирләрни алмаштуруш келишими» түзүлүши үчүн барғансери бесим күчәймәктә.

2135842
исраилийәдә «һамас билән уруш тохтитиш келишими»  тоғрисида һөкүмәткә бесим күчәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (5 –май) кәчтә йүзгә йеқин кишидин тәшкилләнгән бир намайишчилар гурупписи пайтәхт тел авивдики йолларни қатнаштин тосуп қойди.

намайишчилар нетанйаһу һөкүмитини ғәззәдә уруш тохтитиш вә әсир алмаштурушни қобул қилишқа чақирди.

намайишчилар дөләт мудапиә министирлиқиниң алдиға йиғилип, «әсирләрни азад қилиңлар» вә «һечқандақ бәдәл йуқири әмәс» дегән лозункиларни ачти һәмдә һамас билән сәмимий келишим түзүшни тәләп қилди.

исраилийәниң радикал оңчи министирлири һәр күни дегүдәк рәфаһқа қуруқлуқтин таҗавуз қилишни тәләп қилмақта. шуңа,  улар әсир алмаштурушқа керәклик дәриҗидә әһмийәт бәрмәслик  билән әйиблинип, тәнқид вә қаршилиқларға учримақта.

исраилийә даирилириниң билдүришичә, ғәззә районида 130 дин артуқ исраилийәлик әсир болуп, улардин бәзилири җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر