исраилийә қисимлири ливанниң оттура қисмиға һавадин һуҗум қилди

ливанниң оттура қисмидики балбәк шәһиридә бир бинаға исраилийә қисимлири тәрипидин қилинған һава һуҗумида, 3 пуқра йариланди.

2135820
исраилийә қисимлири ливанниң оттура қисмиға һавадин һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ливан рәсмий хәвәр агентлиқи «NNA» ниң хәвәр қилишичә, исраилийә учқулири исраилийә чеграсидин тәхминән 80 километир йирақлиқтики балбәк шәһиригә қарашлиқ сафри йезисидики бир бинаға һуҗум қилған.

һуҗумда, бинадики 3 пуқра йариланған вә бина пүтүнләй вәйран болған.

исраилийә армийәсиму сафри йезисиға һавадин һуҗум қилинғанлиқини тоғрилиған вә уруш айропиланлириниң ливанниң җәнубидики рамйә, айта әшшабаб, мәрвахин қатарлиқ шәһәрләрни бомбардиман қилғанлиқини билдүргән.

исраилийә армийәси йәнә, сүрийә земинидин исраилийә тәрәпкә икки пай зәмбирәк етилғанлиқини вә буларниң ишғал қилинған голан егизликидики очуқ районға чүшкәнликини билдүрди.

исраилийә қисимлириниң зәмбирәк етилған нуқтиларға қайтурма һуҗум қилғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر