америка исираилийәгә әвәтилидиған оқ-дориларни тохтитип қойған
америка һөкүмити өткән һәптә исираилийәгә әвәтилидиған америкада ишләпчиқирилған оқ-дориларниң тохтитип қойулғанлиқини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: исираилийәниң нам-шәрипини ашкарилашни халимиған икки йуқири дәриҗилик әмәлдари америка «Axios» тор бетиниң зийаритини қобул қилғанда, американиң өткән һәптә исираилийәгә әвәтилидиған оқ-дориларни тохтитип қойғанлиқини билдүрди.
оқ-дориларни әвәтишни тохтитишниң, ғәззә бомбардимани башланған 7-өктәбир (2023) дин буйан исираилйәгә қарши ташланған тунҗи ембарго қәдими икәнлики, буниң тел авив һөкүмитини чоң әндишәгә салғанлиқи қәйт қилинди.
хәвәрдә, өткән һәптә исираилийәни зийарәт қилған антони блинкен билән исираилийә баш министири нетанйаһу оттурисидики сөһбәтниң кәскин муназирә ичидә өткәнлики хатирилитилди.
америка авам палатасиниң 88 демократ әзаси исираилийәниң пәләстин пуқралириға инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүшкә қәстән тосқунлуқ қиливатқанлиқиға мунасивәтлик ишәнчлик мәлуматларниң барлиқини тәкитләп, исираилийәгә қилиниватқан йардәмләрни көздин кәчүрүшни чақириқ қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
йавропа иттипақи сүрийәлик мусапирларға йардәм беришни вәдә қилди
йавропа иттипақи сүрийәлик мусапирларға 2 милйард йавро йардәм беришни вәдә қилди.