лойид остин билән йов галлант әсир алмаштуруш  келишимини музакириләшти

америка-исраилийә дөләт мудапиә министирлири лойид остин вә йов галлант, һамас билән әсир алмаштуруш музакирәлири һәмдә рәфаһниң йеңи вәзийити һәққидә сөһбәтләшти.

2135864
лойид остин билән йов галлант әсир алмаштуруш  келишимини музакириләшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, министир лойд остин исраилийәлик мәнсәпдеши йов галлант билән телефонда көрүшкән.

икки министир исраилийә - һамас оттурисидики әсир алмаштуруш музакирәлиридин башқа йәнә, инсанпәрвәрлик йардәм хизмәтлири вә рәфаһ һәққидә сөһбәтләшкән.

министир остин барлиқ әсирләрниң шәртсиз қойуп берилишигә болған қәтий ирадисини әскәртип, исраилийәниң рәфаһқа қилиш еһтимали болған һәр қандақ қуруқлуқ һуҗуминиң пәләстин пуқралирини райондин чиқириш вә инсанпәрвәрлик йардиминиң йәткүзүлишини әмәлгә ашуруш мәсилисигә қарита ишәнчлик пиланни өз ичигә алған болуши лазимлиқини тәкитлигән.

исраилийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, галлант билән остинниң, «исраилийәниң җәнуби вә шималидики өзгиришләр шундақла ғәззә районидики исраилийәлик әсирләрни қутқузуш тиришчанлиқи» ни музакирә қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, һамасниң ғәззә районидики исраилийәлик әсирләрни қойуп бериши үчүн музакирә қилинған келишим пилан-лайиһәсини һазирқи шәкли бойичә қобул қилмиғанлиқини байан қилған галлант, башқа таллаш болмиғанда, рәфаһниму өз ичигә алған һалда ғәззәдики һәрбий һәрикәтниң давамлишиниң зөрүрликини  билдүрди.

исраилийә даирилириниң билдүришичә, ғәззә районида 130 дин артуқ исраилийәлик әсир болуп, улардин бәзилири җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر