җәйһун байрамов әрменийә ташқи ишлар министири билән  алмута шәһиридә көришидиған болди

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов билән әрменийә ташқи ишлар министири арарат мирзойан икки дөләт оттурисида елип бериливатқан тинчлиқ келишими музакирәлири даирисидә, 10 - майда қазақистанниң алмута шәһиридә учришидиған болди.

2135829
җәйһун байрамов әрменийә ташқи ишлар министири билән  алмута шәһиридә көришидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси айхан һаҗизадә X адресида һәмбәһирлигән байанатида: «илгири һасил қилинған келишимгә асасән, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов билән әрменийә ташқи ишлар министири арарат мирзойан 2024-йили 10–майда алмута шәһиридә учришиш өткүзиду» дейилди.

қазақистан пирезиденти қасим җомәрт тоқайев 1 - майда әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ келишимини тәййарлаш тоғрисида ташқи ишлар министирлириниң музакирәлириниң қазақистанда өткүзүлишигә даир келишим һасил қилинғанлиқини мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқини елан қилған иди.

тоқайев әрменийә пайтәхти йереванда 15–апрелда елип барған рәсмий зийарити җәрйанида, әрменийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики тинчлиқ келишимини қоллайдиғанлиқини вә қазақистанниң бу мәсилидә йахши нийәтлик вәзиписини орунлашқа тәййар икәнликини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر