ислам һәмкарлиқ тәшкилати йиғини пәләстинни қоллап қуввәтләш учури билән башланди

ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң 15 - нөвәтлик башлиқлар йиғини гамбийәниң пайтәхти банҗулда пәләстинни қоллап-қуввәтләш учури билән башланди.

2135512
ислам һәмкарлиқ тәшкилати йиғини пәләстинни қоллап қуввәтләш учури билән башланди

түркийә авази радийоси хәвири: башлиқлар йиғиниға рийасәтчилик қилған гамбийә пирезиденти адама барров ечилиш нутуқида, пәләстинни қоллайдиғанлиқи тоғрисида учур берип, исраилийәниң пәләстиндики һуҗуми вә ғәззәдики вәйран қилғуч урушиниң һәл қилиш чарәсини тепишниң лазимлиқини оттуриға қойди.

барров районда давамлишиватқан зораванлиқ вә муқимсизлиқ һәмдә ғәззәдики инсанпәрвәрлик киризисиниң тинчлиқ еһтималлиқини төвәнлитивәткәнликини тәкитләп, бу әһвалниң районниң муқимлиқи вә йәр шариниң тинчлиқиға еғиртәһдит елип келидиғанлиқини билдүрди.

пәләстиндә һәл қилиш чарәси үчүн  бир тинчлиқ конферанси өткүзүш керәкликини билдүргән барров йәнә мундақ деди:

«бизһәрбий арилишишниң таллаш әмәсликигә ишинимиз. буниң орниға тинчлиқ вә икки дөләтлик һәл қилиш чарәсини қоллап қуввәтләймиз. бу тәклип һәр икки дөләтни игилик һоқуқ вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиниң капалити билән тәминләйду. йәнә келип хәлқара җәмийәт пәләстин хәлқиниң пәләстин дөлитини етирап қилиш арқилиқ қобул қилинған қанунлуқ миллий һоқуқини әслигә кәлтүрүши керәкликини тәкитлимәктидур.»

барров җәнубий африқаниң исраилийәгә қарши сунған әрзини махтиди шундақла җәнубий африқа билән шундақла адаләт вә җавабкарлиқ тәләп қилидиған һәммәйлән билән һәмкарлишидиғанлиқлирини, исраилийә садир қилған вәһшийликниң қурбанлири үчүн адаләт издәшни қоллап қуввәтләйдиғанлиқлирини билдүрди.

ислам һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи һүсәйин ибраһим таһаму хәлқарада пәләстинни қоғдаш үчүн һәмкарлиқни тәкитлиди вә ислам һәмкарлиқ тәшкилати болуш сүпити билән, исраилийәниң ғәззәдики һуҗумини тохтитиши, пәләстинликләрниң һәқ - һоқуқини етирап қилиш вә пәләстинни мустәқил дөләт  сүпитидә етирап қилиш чақириқида болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر