ришк: «исраилийә рафаһ шәһиригә қуруқлуқ һәрикити башлиған тәқдирдә мәғлуп болиду»
һамас һәрикити сийаси бийруси әзаси иззаәт әл ришк исраилийә қисимлириниң ғәззәниң җәнубидики рафаһ шәһиригә қуруқлуқ һәрикити башлиған тәқдирдә мәғлуп болидиғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: иззаәт әл ришкниң бу һәқтики байанати һамасниң телеграмма һесабида елан қилинди.
иззаәт әл ришк байанатида: «бизгә рафаһқа қарши қуруқлуқ һәрикити башлайдиғанлиқи билән тәһдит салмақта. бизму уларни йеңип мәғлуб қилишқа вәдә қилдуқ» деди.
һамас мәсули иззаәт әл ришкниң байанати ғәззә районида уруш тохтитиш сөһбитигә атланған һамас вәкилләр өмики мисирниң пайтәхти қаһирәгә йетип берип узун өтмәйла елан қилинди.
мисир таратқулири ғәззәдә уруш тохтитиш сөһбитигә атланған һамас вәкилләр өмикиниң түнүгүн қаһирәгә йетип кәлгәнликини елан қилған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
иреландийәму пәләстин дөлитини етирап қилди
испанийә вә норвегийәдин кейин, иреландийәму пәләстин дөлитини рәсмий етирап қилди.
испанийә пәләстин дөлитини етирап қилди
испанийә вәзирләр кеңиши пәләстин дөлитини рәсмий етирап қилиш қарарнамәсини мақуллиди.