лондонниң мусулман шәһәр башлиқи садиқ хан арқа - ариқидин үчинчи қетим йәнә сайланди

әнглийәдики йәрлик һөкүмәт сайламлирида икки қетим пайтәхт лондонниң шәһәр башлиқи болған ишчилар партийәсиниң мусулман намзати садиқ хан үчинчи қетим йәнә шәһәр башлиқи болуп сайланди.

2135480
лондонниң мусулман шәһәр башлиқи садиқ хан арқа - ариқидин үчинчи қетим йәнә сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә миқйасида 2 – майда 107 шәһәрдә өткүзүлгән шәһәр башлиқи, кеңәш әзаси вә сақчи комиссарлири сайлиминиң нәтиҗиси елан қилиниди.

икки қетим лондонниң шәһәр башлиқи болған теги пакистанлиқ садиқ хан, инавәтлик сайлам  беләтлириниң %43.7 ни қолға кәлтүрүп,  үчинчи қетим чоң шәһәрни башқурушқа һоқуқлуқ болди.

тизимға алдурған сайлиғучилар сани җәмий 6 милйон 200 миң болған вә сайламға қатнишиш нисбити %40.5 болған лондондики самламда, консерватиплар партийиәсиниң намзати сусан һал аран %32.2  авазға еришәлиди.

нәтиҗиси елан қилинған 106 сайлам районида, ишчилар партийәси қол илкидики шәһәрлик һөкүмәтләр санини әслидики 42 тин 50 кә, шәһәрлик һөкүмәт кеңәш әзалири санини әслидики 955 дин 1140 қа чиқарди.

әнглийәдә һакимийәт бешидики консерватиплар партийәси болса, қол илкидики 16 шәһәрдин 10 ни уттуруп қойди.

консерватиплар партийәси әслидики 986 шәһәрлик һөкүмәт кеңәш әзаси орондуқидин 473 ини рәқибигә тартқузуп қойған болди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر