исраилийәниң зәһра шәһиригә қилған вәһшийанә һава һуҗумида йәттә пәләстинлик шеһит қилинди

исраилийәниң ғәззәниң мәркизи райониға җайлашқан нусайрат панаһланғучилар лагериниң шималидики зәһра шәһиригә қилған вәһшийанә һава һуҗумида, йәттә пәләстинлик шеһит қилинди.

2134526
исраилийәниң зәһра шәһиригә қилған вәһшийанә һава һуҗумида йәттә пәләстинлик шеһит қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики сәһийә мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, исираилийәниң һава һуҗумида җенидин айрилған йәттә кишиниң җәсити нусайрат панаһланғучилар лагеридики әл авдә дохтурханисиға елип берилған.

муғрака райони вә зәһра шәһиригә қилинған һуҗумларда йариланған бәш пәләстинлик дохтурханиға апирилип балнестқа елинған.

исраилийә қисимлири ғәззә районини оттуридин иккигә бөлүп туридиған армийә линийәси «Netzarim» каридорини кеңәйтиш һәрикити даирисидә, зәһра шәһири вә муғрака райониға қаритилған һуҗумлирини күчәйтмәктә.

бу җәрйанда, исраилийә 7 - өктәбир (2024) дин буйан тунҗи қетим ғәззә райониға инсанпәрвәрлик йардиәмләрниң кириши үчүн әрәз чегра дәрвазисини ачти.

исраилийәниң ғәззә маслаштуруш вә алақилишиш ишханисиниң башлиқи полковник мошә тетро бу өтүшмә йолниң һәр күни очуқ болушини һәмдә һәр күни ғәззәгә 500  инсанпәрвәрлик йардәм аптомобилиниң кириш нишанини әмәлгә ашурушқа йардәмчи болушни үмид қилидиғанлиқлирини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر