әрәб бирләшмә хәлипиликидә 7 күнлүк матәм елан қилинди

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң қурғучилиридин бири болған шәйх таһнун бин муһәммәд әл нәһйан вапат болди.

2134486
әрәб бирләшмә хәлипиликидә 7 күнлүк матәм елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: әрәб бирләшмә хәлипилики хәвәр агентлиқи «WAM» да елан қилинған байанатта, әрәб бирләшмә хәлипилики әмири шәйх хәлифә бин зәйид әл нәһйанниң тағиси вә дубәй әмирликиниң әл әйн валийси шәйх таһнун бин муһәммәдниң өлүмидин «чоңқур қайғурғанлиқи» билдүрүлди.

шәйх таһнун бин муһәммәд вапат болғандин кейин, әрәб бирләшмә хәлипиликидә байрақлар йерим  чүшүрүлди вә 7 күнлүк матәм елан қилинди.

байанатта, 1971-йили әрәб бирләшмә хәлипилики қурулған мәзгилдә, шәйх таһнун бин муһәммәдниң дөләтниң қурғучиси әл нәһйан билән бирликтә төһпә қошқанлиқи, деһқанчилиқ министирлиқи, дөләтлик нефит вә тәбиий газ ширкити «ADNOC» ниң мудирлиқ вәзиписиниму өтигәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر