американиң пирезидент намзати пәләстинни қоллаш намайишида қолға елинди

америкада нойабирда өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимиға йешиллар партийәсидин намзат болған җил стәйин вашингтон университетида өткүзүлгән пәләстинни қоллаш намайишида қолға елинди.

2133196
американиң пирезидент намзати пәләстинни қоллаш намайишида қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң пирезидент намзати стәйинниң байанатчиси вә сайлам сәпәрвәрлики директори шундақла униң муавининиңму қолға елинғанлиқи билдүрүлди.

қолға елиш җәрйанида сақчиларниң стәйинниң үстидин велисипит билән бесип өткәнлики билдүрүлмәктә.  

байанатчи сайнт луис шәһиригә җайлашқан вашингтон университетида, намайишчиларниң университетни ғәззәдики пәләстин хәлқигә қаритилған «ирқий қирғинчилиқ» ни оқ-дора билән тәминләйдиған бойин ширкитигә салған мәблиғини азайтишқа чақирғанлиқини әскәртип: «стәйинниң паалийити оқуғучиларниң тәлипи вә тинч намайишини қоллап қуввәтләйду» деди.

сақчиларниң вашингтон университетидики намайиш үчүн мәқсәтлик қурулған лагерларға бесип кирип тутқун қилиш һәрикитини башлиғанлиқи вә бу һәрикәттә 100 дин артуқ кишини қолға алғанлиқи билдүрүлмәктә.

сақчиларниң  намайишни қаттиқ қоллуқ билән бастурғанлиқи вә  намайишчиларни йәргә йатқузуп, дүмбисигә менип туруп тәтүр кишән салғанлиқи билдүрүлмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر