«титаник» тин тепилған алтун саәт 900 миң фондстерлиңға сетилди

шималий атлантик окйандики муз тағқа соқулғандин кейин чөкүп кәткән тилларда дастан болған «титаник» парахотида сайаһәт қилған әң бай йолучилардин бирсиниң алтун йанчуқ саити кимартуқ қилип сетишқа сунулди.

2133119
«титаник» тин тепилған алтун саәт 900 миң фондстерлиңға сетилди

түркийә авази радийоси хәвири: кимартуқ қилип сетишта алтун саәт 900 миң фондстерлиң (тәхминән 37 милйон түркийә лираси) ға сетилди.

сода - санаәтчи җон җакоб асторниң болған бу саәт әнглийәниң вилтширшәһиридики кимартуқ сетишта, мөлчәрдикидин 6 һәссә йуқири баһаға сетилди.

баҗ вә қошумчә бәдәлләрни қошқанда, сетивалғучи бу саәт үчүн 1 милйон 175 миң фондстерлиң төләйду. кимартуқ сода мәркизи буниңға «дунйа рекорти» дәп баһа бәрди.

1912 - йили 14 - апрелда чөкүп кәткән титаник парахотидики 2224 йолучидин пәқәт 710  кишила һайат қалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر