җо байдин вәзипә өтәш мәзгилидә тарихтики әң төвән қоллашқа еришкән пирезидентқа айланди

америка пирезиденти җо байдинниң биринчи нөвәтлик вәзипә өтәш мәзгилидә, тарихтики барлиқ пирезидентлар ичидә әң төвән қоллашқа еришкән кишигә айланғанлиқи елан қилинди.

2133228
җо байдин вәзипә өтәш мәзгилидә тарихтики әң төвән қоллашқа еришкән пирезидентқа айланди

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизий ишханиси америкаға җайлашқан тәтқиқат ширкити галлуп «Gallup» америка пирезидентлириниң тунҗи нөвәтлик вәзипә өтәш мәзгилидики қоллаш нисбитигә алақидар санлиқ мәлуматларни өз ичигә алған бир тәтқиқат нәтиҗисини елан қилди.

буниңға асасланғанда, тунҗи нөвәтлик вәзипә өтәш мәзгилидә, пирезидент җо байдин %38.7 қоллашқа еришкән.

бу нисбәт тарихтики барлиқ пирезидентларниң тунҗи нөвәтлик пирезидентлиқ вәзипә өтәш мәзгилидә еришкән қоллаш нисбәтлиригә селиштурғанда әң төвән болған.

алдинқи сабиқ пирезидентлар ичидә доналд трамп тунҗи нөвәтлик вәзипә өтәш мәзгилидә %46.8, барак обама %45.9 қоллашқа еришкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر